америка асминида йәнә бир қетим «җасус шар» пәйда болди

америка ғәрбий районида кимгә тәвәлики вә мәқсити ениқлиналмиған бир шарни байқап, йеқиндин көзитишкә башлиди.

2106799
америка асминида йәнә бир қетим «җасус шар» пәйда болди

түркийә авази радийоси хәвири: CBS қанилиниң хәвиригә қариғанда, һәрбий айропилан тәрипидин байқалған шарниң, дәсләпки тәкшүрүш нәтиҗисидә, хәвпсиз икәнлики қәйт қилинди.

колорадо иштати асминида, тәхминән 12 миң метир егизликтә байқалған шарниң кимгә тәвә икәнлики вә немә мәқсәттә қойуп берилгәнликиниң техи намәлум икәнлики, шамалниң йөнилишигә әгишип, җиорҗийа иштатиға қарап илгириләватқан шарни һөкүмәтниң йеқиндин көзитиватқанлиқи билдүрүлди.

бултур февралдиму америка асминида мушуниңға охшаш егизликтә хитайға тәвә шарлар байқалған болуп, хели узунғичә американиң күнтәртипини мәшғул қилғаниди.

америка билән хитай оттурисидики «җасус шар» киризиси

америка дөләт мудапиә министирлиқи, 2023-йили 3-феврал хитайниң пәвқуладдә егизликтики истихбарат шариниң америка чоң қуруқлуқидин учуп өтүп, монтана иштатидики йадро оқ беши вә йирақ мусапилик башқурулидиған бомба амбири қатарлиқ бир қисим сәзгүр һәрбий орунларниң үстидин өткәнликини билдүргәниди.

хитай шарниң һәрбий йаки истихбарат топлаш мәқситигә игә әмәсликини, бир һаварайи тәкшүрүш шари икәнликини, һаварайи шараити сәвәбидин йөнилиш өзгәрткәнликини илгири сүргән болсиму, бу байанат вашингтонни қайил қилалмиған, шар 4-феврал (2023) пирезидент җо байдинниң буйруқиға асасән,  америка уруш айропиланлири тәрипидин етип чүшүрүветилгәниди.

бейҗиң һөкүмити «нормал учқучисиз һава қоралиға зорлуқ билән арилашқанлиқи»ни илгири сүрүп, америкаға наразилиқ билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر