түркийә-сомали мудапиә вә иқтисадий һәмкарлиқ рамка келишими имзаланди

сомали пирезиденти һәсән шәйх мәһмут түркийә билән мудапиә вә иқтисадий һәмкарлиқ рамка келишимини имзалиғанлиқини елан қилди.

2106345
түркийә-сомали мудапиә вә иқтисадий һәмкарлиқ рамка келишими имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: сомали пирезиденти һәсән шәйх мәһмут екс (X) адресида түркийә билән мудапиә вә иқтисадий һәмкарлиқ рамка келишимини имзалиғанлиқи тоғрисида учур һәмбәһрлиди.

у: «сомали билән түркийә оттурисида тәстиқланған мудапиә вә иқтисадий һәмкарлиқ келишимини имзалидим. бу тарихий келишим дөлитимзниң бихәтәр вә парлақ кәлгүсигә қарап илгирилишидә йеңи сәһипиниң ечилғанлиқидин бешарәт бериду» деди.

у мәзкур келишимниң түрлүк қанунсиз һәрикәтләргә қарши туруштики ортақ ирадини гәвдиләндүрүп, сомалиниң деңиз бихәтәрлики үчүн зөрүр икәнликини тәкитлиди.

у мундақ деди:

«биз қериндаш түркийәниң тинчлиқ, муқимлиқ вә гүллинишкә болған тәврәнмәс, шундақла дәл вақтида қоллаш тоғрисида бәргән вәдисигә әмәл қилғанлиқиға чоңқур миннәтдарлиқимизни билдүримиз.»

түркийә билән сомали оттурисида 8-феврал (2024) дөләт мудапиәси һәмдә бихәтәрлик мәсилилирини өз ичигә алған «дөләт мудапиә вә иқтисадий һәмкарлиқ рамка келишими» имзаланған иди.

иқтисадий вә сийасий мәсилиләрни баштин кәчүрүватқан сомалида террорлуқ тәшкилати әшшабаб көп йиллардин буйан бихәтәрлик мәсилиси пәйда қилип кәлмәктә.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر