хусийлар зәрбә беришни еғирлаштуридиғанлиқи тоғрисида тәһдит салди

йәмәндә иран қоллаватқан хусийларниң рәһбири абдулмәлик әлхусий қизил деңиз, әдән қолтуқи вә бабул мәндәбтин өткән исираилийә, америка вә әнглийә парахотлириға зәрбә беришни ашуридиғанлиқлирини ейтип тәһдит салди.

2106464
хусийлар зәрбә беришни еғирлаштуридиғанлиқи тоғрисида тәһдит салди

түркийә авази радийоси хәвири: хусийларниң рәһбири абдулмәлик әлхусий «әлмәсирә» телевизийәсидә, ғәззәни қоллаш үчүн қизил деңизда вә әдән қолтуқида қилинған һәрикәтләр тоғрисида мәлумат елан қилди.

у: «исираилийә ғәззәгә һуҗум башлиғандин буйан қизил деңиз вә оман деңизида, исираилийә, америка вә әнглийәниң 48 парахотиға зәрбә бәрдуқ» деди.

у қизил деңиз, әдән қолтуқи вә бабулмәндәбтә зәрбә бериш һәрикәтлириниң давамлишиш билән биргә, зәрбә беришни техиму ашурушқа тиришидиғанлиқлирини билдүрди.

у қизил деңиз билән әрәб деңизидики һәрбий һәрикәтләргә «су асти қораллирини» му қошқанлиқини әскәртип, буниң дүшмәнләрни қорқитидиғанлиқини қәйт қилди.

у сөзини давамлаштуруп, мундақ деди:

«ғәззә һуҗум башланғандин буйан ишғал астида туруватқан пәләстин земинлиридики исираилийә нуқтилириға 183 башқурулидиған бомба етилди, учқулар билән һуҗум қилинди.»

у американи ғәззәдики пәләстин хәлқини ачарчилиққа дучар қилиш үчүн исираилийәни күчлүк қоллаш билән әйиблиди.

«әлмәсирә» телевизийәсиниң хәвиридә, америка вә әнглийә айропиланлириниң һудәйдәниң ғәрбигә җайлашқан әлҗәббанә районини төт қетим бомбардиман қилғанлиқи билдүрүлгән иди.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар 31-өктәбир (2023) дин тартип исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға җаваб қайтурушни сәвәб қилип, йәмән деңиз тәвәликидә исираилийә ширкәтлиригә четишлиқи барлиқини илгири сүргән сода парахотлирини мусадирә қилишни, бәзилиригә учқу вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилишни башлиған иди.

америка һәрбий қисимлири нурғун қетим йәмәндин етилған башқурулидиған бомба вә учқуларниң етип чүшүрүлгәнликини елан қилған иди.

нурғун хәлқаралиқ деңиз тиранспорт ширкәтлири хусийларниң һуҗумлири сәвәбидин қизил деңиздики парахот қатнишини бикар қилди.

дунйа содисиниң тәхминән %12 и ақдеңизни қизил деңизға туташтуруп, йавропа билән асийа оттурисидики мусапини қисқартидиған сүвәйиш қанили арқилиқ әмәлгә ашиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر