америка вә әнглийә айропиланлири һудәйдәни бомбардиман қилди

йәмәндики хусийлар америка вә әнглийә айропиланлириниң һудәйдә шәһирини бүгүн (22-феврал) әтигәндин башлап 11 қетим бомбардиман қилғанлиқини елан қилди.

2105781
америка вә әнглийә айропиланлири һудәйдәни бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хусийларниң «әлмәсирә» телевизийәси америка вә әнглийә айропиланлириниң һудәйдә шәһиригә қарашлиқ әссалиф наһийәсидики рас иса районини бәшинчи қетим бомбардиман қилғанлиқини хәвәр қилди.

америка вә әнглийә айропиланлириниң сәһәрдә һудәйдәни алтә қетим бомбардиман қилғанлиқи уқтурулған иди.

һудәйдә шәһириниң деңиз қирғиқи узун болуп, һайатий әһмийәткә игә үч порти барлиқи сәвәбидин йәмәнниң әң муһим шәһәрлиридин бири һесаблиниду.

америка мәркизий қоманданлиқ иштабиниң әтигәнки байанатиға асасланғанда, 19-феврал (2024) хусийларниң әдән портиға қарап илгириләватқан американиң «M/V Sea Champion» йүк парахотиға башқурулидиған бомба атқан.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики һусийлар 31-өктәбир (2023) дин тартип исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға җаваб қайтурушни сәвәб қилип, йәмән деңиз тәвәликидә исираилийә ширкәтлиригә четишлиқи барлиқини илгири сүргән сода парахотлирини мусадирә қилишни, бәзилиригә учқу вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилишни башлиған иди.

америка һәрбий қисимлири нурғун қетим йәмәндин етилған башқурулидиған бомба вә учқуларниң етип чүшүрүлгәнликини елан қилған иди.

нурғун хәлқаралиқ деңиз тиранспорт ширкәтлири хусийларниң һуҗумлири сәвәбидин қизил деңиздики парахот қатнишини бикар қилди.

дунйа содисиниң тәхминән %12 и ақдеңизни қизил деңизға туташтуруп, йавропа билән асийа оттурисидики мусапини қисқартидиған сүвәйиш қанили арқилиқ әмәлгә ашиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر