русийә танка вә учқу йасашни көпәйткән

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу танка, учқу вә зәмбирәк оқлири йасаш миқдарини көпәйткәнликлирини билдүрди.

2106139
русийә танка вә учқу йасашни көпәйткән

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу байанат елан қилип, өткән йили (2023) армийәдә ишлитилгән учқуларниң сани 17 һәссә, танкиларниң сани алтә һәссә көпәйтилгәнликини, зәмбирәк оқи вә айропилан оқлири саниниңму 17.5 һәссә көпәйтилгәнликини билдүрди.

министир шойгуниң байанатида қәйт қилинишичә, 2023-йили армийәгә 540 миңдин артуқ әскәр қобул қилинған болуп, бу алтә девизийәдин тәркип тапқан запас армийәни тәшкилләшни капаләткә игә қилған.

у: «бүгүнки күндә булар күчлүк қисимлардин тәшкилләнгән вә йахши мәшиқ қилдурулған кәспий һәрбий қисимлар. бу йил (2024) ниң бешидин тартип тәхминән 50 миң әскәр қобул қилинди вә бу сан давамлиқ көпәймәктә» дегән.

у украина армийәсиниң 2023-йили йазда қайтурма һуҗумға өткәндә, русийә армийәсиниң алдинқи мудапиә сепиниму бөсүп өтәлмигәнликини әскәртти.

сергей шойгуниң дегинидәк, мудапиә сепиниң %80 и инженерлар вә төмүр йоли һәрбий қисимлири тәрипидин шәкилләндүрүлгән иди. русийә сәп бойичә көп миқдарда мена көмгән иди. русийә мудапиә сепи әтрапиниң мена етизлири билән орилиши, украинаниң қайтурма һуҗумини мувәппәқийәтсизликкә учратқан сәвәбләрниң бири сүпитидә көрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر