гвинийәдә һөкүмәт әзалириниң паспорти мусадирә қилинип, банка һесаблири тоңлитилди

гвинийәдә һөкүмәт тарқитиветилгәндин кейин, һөкүмәт әзалириниң паспорти мусадирә қилинди вә банка һесаблири тоңлитилди.

2105354
гвинийәдә һөкүмәт әзалириниң паспорти мусадирә қилинип, банка һесаблири тоңлитилди

түркийә авази радийоси хәвири: гвинийә дөләт телевизийәсидә оқулған уқтурушта, 19-февралда тарқитиветилгән һөкүмәт әзалириниң банка һесаблириниң тоңлитилғанлиқи, дипломатик паспортлириниң мусадирә қилинғанлиқи, қоғдиғучилири, қаравуллири вә йардәмчилириниң вәзиписидин елип ташланғанлиқи елан қилинди.

бу тәдбирләрниң немә сәвәбтин елинғанлиқи һәққидә һечқандақ чүшәндүрүш берилмиди.

гвинийәдики өткүнчи һөкүмәтниң рәһбири мамади домбойа 2021 - йили 5 - сентәбирдә пирезидент алфа кондени ағдуруп ташлап, һакимийәтни тартивалған иди.

баш министир бернард гомо башчилиқидики һөкүмәт 2022-йили 7-айда қурулған иди.

думбойа демократик сайламниң бу йилниң ахирида елип берилидиғанлиқиға вәдә бәргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر