барзани: п к к түркийә үчүн тәһдит, бизгә нисбәтән еғир баш ағриқи...

ирақ курд районлуқ һөкүмәт рәиси нәчирван барзани бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к ниң һәм корд районлуқ һөкүмити һәмдә бағдад мәркизий һөкүмити үчүн «еғир баш ағриқи» икәнликини ейтти.

2103280
барзани: п к к түркийә үчүн тәһдит, бизгә нисбәтән еғир баш ағриқи...

түркийә авази радийоси хәвири: нәчирван барзани «әләрәбиййә» қанилиға байанат берип, ирақтики шиә хәлқ әскәрлириниң һәрикәтлири (америка базисиға һуҗум қилиш)гә хатимә бериши керәкликини оттуриға қойуп, өзиниң бағдадтин ирақ корд районлуқ һөкүмитини қоғдийалмаслиқидин әнсирәйдиғанлиқини билдүрди.

у америка башчилиқидики бирләшмә қисимларниң ирақтики мәвҗутлуқи тоғрисида тохтилип: «ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң бирләшмә қисимларниң мәвҗутлуқи мәсилисигә өз алдиға әмәс, ирақ мәркизий һөкүмити билән бирликтә қарар қилидиғанлиқи»ни қәйт қилди.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к ниң корд районлуқ һөкүмити земинлиридин пайдилинип түркийәгә қарши вәқә пәйда қилишини қәтий рәт қилидиғанлиқини тәкитлигән барзани, бу тәшкилатниң қошна дөләтләр (түркийә) үчүн тәһдит, әрбил билән бағдад үчүн «еғир баш ағриқи» икәнликини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر