америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) башлиқи исраилийәдә туйуқсиз зийарәттә болди

америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң башлиқи кристофир врай исраилийәни туйуқсиз зийарәт қилди.

2102764
америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) башлиқи исраилийәдә туйуқсиз зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: америка федератсийә тәкшүрүш идариси(FBI)  ниң байанатида, кристофир врайниң райондики өзгиришиләрни музакирә қилиш үчүн исраилийәдә хәвәрсиз, туйуқсиз зийарәттә болғанлиқи вә исраилийәниң сақчи вә истихбарат мәсуллири билән көрүшкәнлики билдүрүлди.

кристофир врайниң зийарити җәрйанида, исраилийәлик мәнсәпдашлири билән болған һәмкарлиқни «узун йиллиқ, йеқин вә пухта шериклик» дәп тәрипләп, америка федератсийә тәкшүрүш идариси(FBI)  ниң исраилийәни қоллап - қуввәтләшни давамлаштуридиғанлиқини, икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқниң муһим әһмийитини тәкитлигәнлики уқтурулди.

америка федератсийә тәкшүрүш идариси(FBI)  ниң иттипақдашлириниң бихәтәрликини қоғдаш ирадиси тәкитлигән байанатта йәнә, кристофир врайниң исраилийәдә турушлуқ америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI)  хадимлири биләнму көрүшкәнлики вә уларниң районға өзини атиғанлиқлири вә хизмәтлири үчүн рәхмәт ейтқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر