билстром: шиветсийә вәдисини орундайду

шиветсийә ташқи ишлар министири тобийас билстром дөлитиниң түркийәгә бәргән ни орундайдиғанлиқини ейтти.

2102870
билстром: шиветсийә вәдисини орундайду

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә ташқи ишлар министири тобийас билстром анадолу агентлиқиға байанат бәрди؛ у 2023-йили 7-айниң 11-күнидин 12-күнигичә литва пайтәхти вилнйуста өткүзүлгән шималий атлантик әһди тәшкилати — нато башлиқлар йиғини җәрйанида түзүлгән келишими нәтиҗисидә, шиветсийәниң түркийә билән бихәтәрлик келишими имзалашқа қошулғанлиқини әскәртти.

билстром 2022-йили 28-вә 30-ийун күнлири испанийәниң пайтәхти мадридта өткүзүлгән нато башлиқлар йиғинида түркийә, шиветсийә вә финландийә оттурисида тәсис қилинған мәңгүлүк бирләшмә механизмни тилға елип, өзлириниң үч тәрәп рамка келишимидә көрситилгән вәдисини орундайдиғанлиқини ейтти.

шиветсийә ташқи ишлар министири билстрөм, террорлуққа қарши туруштики қойуқ һәмкарлиқниң кәлгүсидә түркийә вә шиветсийәгә пайдилиқ болидиғанлиқини билдүрди.

у американиң түркийәгә F-16 күрәшчи айропилани сетип бериш қарариға натони күчәйтидиған бир қәдәм, дәп баһа бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر