сүрийәдики америка базиси йәнә һуҗумға учриди

иранниң қоллиши астидики гуруппилар американиң сүрийәдики һәрбий базисиға ракетамийут атти.

2102036
сүрийәдики америка базиси йәнә һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: вашингтон фират дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики иран қоллаватқан қораллиқ гуруппиларниң америка базисиға қилған ракетамийот һуҗумидин өч алди.

мәһәллий мәнбәләрниң билдүрүшичә, мәйдан наһийәсидә туруватқан иран һимайисидики террорчилар, американиң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  — п к к / й п г террорлуқ тәшкилати ишғалийити астидики районға җайлашқан өмәр нефитликидики базиға кәм дегәндә үч қетим ракетамийут ишлитип һуҗум қилған, америка армийәси тәхминән 25 километир йирақлиқтики мәзкур террорчиларниң газармилириға қуруқлуқтин қоруқлуққа етилидиған қоралларни ишлитип зәрбә бәргән.

һасәкә вә дәйруззурдики америка армийәси базилири йил бешидин буйан кимгә тәвәлики ениқсиз ракетамийут вә учқучисиз һава аппаратлириниң һуҗумлириға учрап кәлмәктә.

дәйруззурниң фират дәрйасиниң шәрқидики земинлири американиң қоллиши астидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г ниң ишғалийитидә болуп, вилайәт мәркизи билән башқа тағлиқ районларни сүрийә дөлити билән иран қоллаватқан гуруппилар контрол қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر