әрәб бирләшмә хәлипиликиниң дубәй шәһиридә учар такси мулазимити башланди

әрәп бирләшмә хәлипилики хәвәр агентлиқи «вам» ниң екс (X) бетидә дубәй шәһиридә учар таксиниң мулазимәт башлиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилинди.

2100813
әрәб бирләшмә хәлипиликиниң дубәй шәһиридә учар такси мулазимити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: әрәп бирләшмә хәлипиликиниң «вам» агентлиқи байанат елан қилип, дубәйниң учар такси мулазимити башлиған тунҗи шәһәр болғанлиқини, учқучи вә төт йолучи тошуш иқтидариға игә учар таксиниң муһитни булғаш нисбитиниң нөл икәнликини билдүрди.

учар таксиниң әң узун учуш мусаписи 161 километир, әң йуқири сүрити саитигә 320 километир болуп, дубәй хәлқара айродуруми әтрапида, шәһәр мәркизидики давн тавнда, дубәй марина вә палм җумәйра қатарлиқ җайларда җәмий төт бекити болидиғанлиқи уқтурулди.

байанатта, дубәй хәлқара айродуруми билән палма җумәйра оттурисидики 45 минутлуқ мусапиниң учар такси билән 10 минутқа қисқирайдиғанлиқи билдүрүлди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر