америкада йуқири сүрәтлик ташйолға айропилан чүшүп кәтти
америкада йуқири сүрәтлик ташйолға айропилан чүшүп кетип, айропиландики икки киши қаза қилди.
2100367
түркийә авази радийоси хәвири: американиң флорида иштатиниң ғәрбий җәнубидики йуқири сүрәтлик ташйолға чүшүп кәткән «Bombardier Challenger 600» типлиқ айропиландин өрлигән қойуқ ис - түтәк нәччә он метир өрләп әтрапқа кеңәйди.
хусусий айропиландики 5 йолучидин иккисиниң қаза қилғанлиқи вә һадисиниң сәвәбиниң тәкшүрүливатқанлиқи уқтурулди.
айропиланниң охайодин флорида иштатиға қарашлиқ форт лавдердал шәһиригә кетиватқан пәйттә чүшүп кәткәнлики билдүрүлди.