сүрийәниң дәйриззор наһийәсидики америка һәрбий базилири һуҗумға учриди

иранниң қоллиши астидики гуруппилар сүрийәниң дәйриззор наһийәсидә америка қисимлири турушлуқ базиға ракетамийот билән һуҗум қилди.

2100329
сүрийәниң дәйриззор наһийәсидики америка һәрбий базилири һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға асасланғанда, дәйриззорда фират дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида турушлуқ иранниң қоллиши астидики гуруппилар ракетамийотлар билән америка армийәси турушлуқ конико тәбиий газ завутидики һәрбий базиға һуҗум қилған.

һуҗумға учриған америка базисида адәм өлүш йаки маддий зийан көрүлгән – көрүлмигәнлики һәққидә һеч қандақ мәлумат йоқ.

америка тәрәп һуҗум тоғрисида техичә байанат елан қилмиди.

һасәкә вә дәйриззордики америка һәрбий базилири йил бешидин буйан ракетамийот вә камиказеларниң һуҗумиға учрашни давамлаштурмақта.

фират дәрйасиниң шәрқидики дәйриззор райони американиң қоллиши астидики бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң ишғалийитидә болуп, шәһәр мәркизи вә башқа йеза районлири бәшшар әсәд қисимлири вә иранниң қоллиши астидики гуруппиларниң контроллуқида турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر