байдин билән шолз украинани күчлүк қоллаш керәкликини тәкитлиди

америка президенти җо байдин вә германийә баш министири олаф шолз ғәрбниң украинани давамлиқ күчлүк қоллиши керәкликини тәкитлиди.

2100361
байдин билән шолз украинани күчлүк қоллаш керәкликини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: байдин ақсарайда шолзни күтүвалди. икки рәһбәр ахбаратқа бәргән байанатида, украинани қоллаш һәққидики көз қарашлирини оттуриға қойди.

байдин америка палатасидики җумһурийәтчиләрни «украинани қоллашқа тошқунлуқ қилиш» билән әйиблиәп, буниң асасән дегүдәк бир җинайи қилмиш икәнликини илгири сүрди. мәзкур йардәмләрниң чоқум украинаға әвәтилиши керәкликини тәкитләп, бу мәсилидә америка вә йавропа дөләтлириниң давамлиқ һәмкарлишидиғанлиқини ейтти.

шолзму ғәрб дөләтлириниң қоллиши болмай туруп, украинаниң өз земинини қоғдийалмайдиғанлиқини әскәртип, балдуррақ русийәгә қарши украинаға йеңи йардәмләрниң әвәтилиши керәкликини билдүрди.

шолз америкилиқ журналист такер карлсонниң русийә пирезиденти виладимир путин билән өткүзгән сөһбитини тәнқид қилип, буниң путинниң (2022-йили 24- февралда) украинаға қилған һуҗумиға мунасивәтлик тарихи мәсилиләрни бурмилаш болғанлиқини ейтти.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر