нетанйаһу: һамасниң тәлипини қобул қилиш исраилийә үчүн йеңи бир қирғинчилиққа йол ачиду

һамасниң уруш тохтитиш тәклипигә қарши чиққан исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу ғәззәдә өй - маканлиридин айрилған пәләстинликләр панаһлиниватқан рәфаһ шәһиригә һуҗум тәййарлиқи қилиши үчүн армийәгә буйруқ чүшүргәнликини елан қилди.

2099344
нетанйаһу: һамасниң тәлипини қобул қилиш исраилийә үчүн йеңи бир қирғинчилиққа йол ачиду

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир бенйамин нетанйаһу уруш тохтитиш вә өзара әсир алмаштуруш тәклипи сунған һамасниң тәлипини қобул қилишниң, исраилийә үчүн йеңи бир қирғинчилиққа йол ачидиғанлиқини илгири сүрүп, ғәззәниң җәнубидики рәфаһ шәһиригә һуҗум қилиш тәййарлиқи үчүн армийәгә буйруқ чүшүргәнликини ейтти.

нитанийаһу һамасниң уруш тохтитиш тәклипи тоғрисида америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән өткүзгән учришиштин кейин, мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирди.

у ғәззә районидики исраилийәлик әсирләрниң аилә-тавабиатлириға хитаб қилип, һамасниң тәләплириниң әмәлийәткә уйғун әмәсликини вә һәрбий бесимни давамлаштурушниң  әсирләрни қайтуруп келиш үчүн бирдинбир таллаш икәнликини, һамасниң тәлипини қобул қилса, әсирләрни  қойуп бәрмәйдиғанлиқини вә әксичә йеңи бир қирғинчилиқни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини илгири сүрди.

исраилийә баш министири ғәззәгә қилиниватқан һуҗумларниң бир нәччә ай ичидә нәтиҗигә еришидиғанлиқини илгири сүрүп, өзлириниң нишанидин йанмайдиғанлиқини тәкитлиди.

нитанийаһу ғәззәниң җәнубида 1 милйондин артуқ өй-маканлиридин айрилған пәләстин пуқраси панаһлиниватқан рәфаһ шәһири һәққидә тохтилип: «биз исраилийә армийәсигә рәфаһ вә мәркизий лагерларға һуҗум қилиш тәййарлиқи қилиши үчүн буйруқ чүшүрдуқ» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر