блинкен сәуди әрәбистан шаһзадиси муһәммәд бин сәлман билән көрүшти

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антоний блинкен исраилийә ғәззәгә һуҗум қилишни давамлаштуруватқан 2023-йили 7- өктәбирдин буйан бәшинчи қетим оттура шәрқтә зийарәттә болмақта.

2098290
блинкен сәуди әрәбистан шаһзадиси муһәммәд бин сәлман билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: министир антоний блинкен сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлман билән пайтәхт рийадта көрүшти؛ икки рәһбәрниң сөһбәт муддити вә мәзмуни һәққидә һечқандақ мәлумат берилмиди.

мунасивәтлик дөләтләрниң алақидар әмәлдарлири билән ғәззәдә «әсир алмаштуруш вә вақитлиқ уруш тохтитиш» мәсилилирини музакирә қилидиған антоний блинкен, сәуди әрәбистандин кейин мисирға бариду.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамасниң һәрбий қанити болған қәссам биригадаси 7-өктәбир исраилийәгә «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини җакарлиған. арқидин исраилийә армийәси уруш айропиланлири билән ғәззәгә қарши «төмүр қиличлар» һәрикити қозғиғанлиқини елан қилғаниди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунушлар нәтиҗисидә, көпинчиси балилар болуп, җәмий 27 миңдин артуқ пәләстинлик қаза қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر