б д т: путинниң түркийә зийаритиниң нәтиҗисини йеқиндин көзитимиз

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) русийә пирезиденти виладимир путинниң түркийә зийаритиниң нәтиҗисини йеқиндин көзитидиғанлиқини билдүрди.

2098283
б д т: путинниң түркийә зийаритиниң нәтиҗисини йеқиндин көзитимиз

түркийә авази радийоси хәвири: б д т байанатчиси стефан дуҗаррик күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди؛ у «б д т виладимир путинниң зийарити җәрйанида, қара деңиз ашлиқ келишимини әслигә кәлтүрүш мумкинчиликигә қатнишамду?» дегән соалға җаваб берип: «әлвәттә, биз зийарәтниң нәтиҗисини йеқиндин көзитимиз» деди.

русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димитрий песков, путинниң түркийә зийарити җәрйанида, русийә-түркийә иқтисадий вә сода мунасивәтлири, шундақла украина қатарлиқ район мәсилилириниң музакирә қилинидиғанлиқини ейтқаниди.

киремил сарийиниң ташқи сийасәт мәсилилири мәслиһәтчиси йурий ушакоф 29-йанвардики байанатида, путинниң 2-айда түркийәни зийарәт қилиши үчүн тәййарлиқ қилиниватқанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر