америка һәрбий базиси йәнә бир қетим һуҗумға учриди

иранниң қоллиши астидики гуруппилар американиң сүрийәдики һәрбий базисиға учқулар билән һуҗум қилди.

2097566
америка һәрбий базиси йәнә бир қетим һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң қоллиши астидики гуруппилар сүрийәдә фират дәрйасиниң ғәрбий қирғқидики дейризор вилайитидә америка әскәрлири орунлашқан өмәр нефит мәшғулат райони базисиға учқулар билән һуҗум қилди.

америка һуҗумға мунасивәтлик һечқандақ байанат елан қилмиди.

америка 28-йанвар (2024) да сүрийә-ийорданийә чеграсидики америка базисиға қилинған һуҗумға җавабән, 3-феврал сүрийә вә ирақтики иран инқилабий муһапизәтчиләр армийәсиниң қуддус күчигә қарашлиқ қораллиқ күчләрниң әң аз дегәндә 85 нуқтисиниң һавадин бомбардиман қилинғанлиқини елан қилған иди.

сүрийәдә бу йил (2024) бешидин тартип америка әскәрлири орунлашқан базиларға ракета вә учқулар билән көп қетим һуҗум қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر