блинкен рийад, қаһирә, доһа, тел авив вә ғәрбий қирғақни зийарәт қилиду

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антоний блинкен исраилийә ғәззәгә һуҗум қилишни башлиған 2023-йили 7- өктәбирдин буйанқи бәшинчи қетимлиқ оттура шәрқ зийаритини 4-феврал башлайду.

2097075
блинкен рийад, қаһирә, доһа, тел авив вә ғәрбий қирғақни зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, министир антоний блинкенниң 4-февралдин 8-февралғичә болған җәрйанда сәуди әрәбистан, мисир, қатар, исраилийә вә ғәрбий қирғақ (ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи)ни зийарәт қилидиғанлиқини уқтурди.

байанатқа қариғанда, антоний блинкен тәрәпләрниң әсир алмаштуруш вә «инсанпәрвәрлик нуқтисидин уруш тохтитиш»ни ишқа ашуруш йолидики келишим һасил қилиш җәрйани тоғрисида әһвал игиләйдикән вә алақидар дөләтләр билән ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини йәткүзүп бериш мәсилисини музакирә қилидикән.

исраилийә билән пәләстиниң мәңгүлүк тинчлиқ орнитишини қолға кәлтүрүш йолида дипломатик сөһбәтләрниму өткүзидиған министир блинкенниң күнтәртипидә, һусийларниң қизил деңиздики һуҗумлириға мунасивәтлик әң йеңи өзгиришләрму бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر