йавропа украинаға 50 милйард йавро йардәм қилишни қарар қилди

украина пирезиденти володимир зеленский йавропа иттипақиниң дөлитигә 50 милйард йавро йардәм қилиш қарарини, украина вә йавропаниң қәддини тик тутуп туридиғанлиқиниң рошән ипадиси икәнликини билдүрди.

2096613
йавропа украинаға 50 милйард йавро йардәм қилишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти володимир зеленский түнүгүн (1-феврал) бирйусселда өткүзүлгән йавропа иттипақи рәһбәрләр йиғиниға тор арқилиқ қатнишип, украинаға 50 милйард йавролуқ йардәм қарари үчүн һәр қайси дөләтләрниң рәһбәрлиригә тәшәккүр ейтти.

у: «бу украина вә йавропаниң қәддини тик тутуп туридиғанлиқиниң рошән ипадиси. бу қарарниң 27 әза дөләт тәрипидин аваз бирлики билән қобул қилинишиму интайин муһим. бу украина билән биллә икәнликиңларниң вә қоллишиңларниң башқичә рошән намайәндиси һесаблиниду» деди.

у йавропаниң толуқ бихәтәрликини вә қарарлириниң үнүмини көрситиш керәкликини тәкитләп, мундақ деди:

«русийәниң йавропаға қарши украина алдинқи сепидики һуҗумлириға бир рус иттипақдиши, йәни шималий корейәдин кәлтүрүлгән зәмбирәк оқлири билән башқурулидиған бомбилири қошулди. булар ул-әслиһәлиримизгә бузғунчилиқ салған иранниң <шаһед> учқулириға қошулуп, шәһәрлиримизгә зийан салмақта. қолға чүшүргән ахбаратлиримиз русийәниң пийоңйаңдин 1 милйон пай зәмбирәк оқи сетивалидиғанлиқини тоғрилимақта.»

у йавропаниң украинани 1 милйон пай зәмбирәк оқи билән тәминләш пилани үстидә тохтилип, бу пиланниң көп кечиккәнликини әскәртти.

у йавропа тинчлиқ фонди тәркибидә кәлгүси төт йил үчүн 5 милйард йавро мәбләғ аҗритилидиған «украина йардәм фонди» ни тәсис қилишта, йавропа иттипақи рәһбәрлириниң аваз бирликигә еһтийаҗлиқ икәнликлирини қәйт қилди.

у йанвар (2024) ейида шивийетсарийәни зийарәт қилғанда, дунйа тинчлиқ рәһбәрләр йиғини ечиш тоғрисида пикир бирдәкликигә кәлгәнликлирини хатирилитип, йавропа рәһбәрлирини йиғин тәййарлиқлириға актип қатнишишқа чақирди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر