иран 4 - февралдин башлап 28 дөләт пуқралириға виза кәчүрүм қилидиғанлиқини елан қилди

иран сайаһәтчиликни җанландуруш мәқситидә 4 - февралдин башлап 28 дөләт пуқралириға қарита визини бикар қилғанлиқини елан қилди.

2095665
иран 4 - февралдин башлап 28 дөләт пуқралириға виза кәчүрүм қилидиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран рәсмий хәвәр агентлиқи ирна (IRNA( ниң хәвиригә асасланғанда, муавин дипломатийә министири әли риза бигдәли елан қилған байанатида, бәзи дөләт пуқралириниң сайаһәт мәқситидә иранға келиши үчүн виза кәчүрүм қилиш һәққидики бәлгилиминиң мунасивәтлик органларға йолланғанлиқини билдүргән.

әли риза бигдәли виза кәчүрүм қилишниң сәуди әрәбистан, қатар, әрәб бирләшмә хәлипилики, бәһрәйн, өзбекистан, тунис, танзанийә, йапонийә, һиндонезийә, сингапор, биразилийә, сербийә, боснийә-гертсеговина, беларусийә қатарлиқ 28 дөләт пуқралири үчүн йолға қойулидиғанлиқини уқтурған.

әли риза бигдәли кәчүрүм қилинған 28 дөләттин һиндистан пуқралириниңму һава йоли арқилиқ виза алмай иранға кирәләйдиғанлиқини, әмма қуруқлуқ чеграсидин кириш үчүн виза елиши керәкликини билдүргән.

бигдәли: «буниңға асасән, сайаһәт мәқситидә иранға келидиған бу 28 дөләт пуқралири 2024-йили 4 - февралдин башлап иранға сайаһәткә келиш үчүн визиға еһтийаҗи болмайду» дегән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر