байдин: иранни бивастә җавабкарлиққа тартишни ойлишимиз

америка пирезиденти җо байдин: «биз оттура шәрқтә кәң көләмлик урушқа еһтийаҗлиқ әмәс, бундақ нийитимиз йоқ» деди.

2095496
байдин: иранни бивастә җавабкарлиққа тартишни ойлишимиз

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент җо байдин флоридада өткүзүлидиған сайлам сәпәрвәрлик паалийитигә қатнишиш үчүн ақсарайдин йолға чиқиштин илгири мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у сүрийә-ийорданийә чеграсидики америка базисиға қилинған һуҗумға қандақ җаваб қайтурушни қарар қилғанлиқлирини билдүрди.

у иранни һуҗумниң җавабкари дәп қарайдиған-қаримайдиғанлиқи тоғрисидики соалға: «бу һуҗумни қилған кишиләрни қорал билән тәминләш нуқтисидин ейқанда, иранни җавабкар дәп қараймән » дәп җаваб бәрди.

у «һуҗумниң иран билән бивастә четишлиқи барлиқи оттуриға чиққан әһвалда иран бивастә җавабкарлиққа тартиламду?» дегән соалға болса, «буни музакирә қилимиз» дәп қисқила җаваб бәргәндин кейин, сөзини мундақ давамлаштурди:

« биз оттура шәрқтә кәң көләмлик урушқа еһтийаҗлиқ әмәс, бундақ нийитимиз йоқ .»

америка пирезиденти җо байдин йеқинқи икки күндә 27-йанвар (2024) сүрийә-ийорданийә чеграсидики америка һәрбий базисиға қилинған һуҗум сәвәбидин дөләт хәвпсизлик кеңишини үч қетим йиғинға чақирип, һуҗумға қандақ җаваб қайтурушни музакирә қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر