нигерийәдә чарвичилар билән деһқанлар оттурисида тоқунуш йүз берип 48 киши қаза қилди

нигерийәниң плато өлкисидә чарвичилар билән деһқанлар оттурисида йүз бәргән вә 5 – күнигә қәдәм қойған тоқунушларда, җенидин айрилғанларниң сани 48 гә йәтти.

2094592
нигерийәдә чарвичилар билән деһқанлар оттурисида тоқунуш йүз берип 48 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә мангу районлуқ һөкүмәт башлиқи маркус арту районда чарвичилар билән деһқанлар оттурисида давамлишиватқан тоқунуш сәвәбидин 48 кишиниң җенидин айрилғанлиқини билдүрди.

у тоқунуш сәвәбидин нәччә йүзлигән кишиниң өй-маканлиридин айрилишқа мәҗбур болғанлиқини уқтурди.

нигерийә қизил кирест җәмийитиниң мангу райони мәсули нурудин һүсәйни магаҗи тоқунушлар сәвәбидин районда қурулған чедирларда тәхминән 1500 кишиниң панаһлиниватқанлиқини  билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر