столтенберг түркийәниң шиветсийәниң натоға әза болуш һөҗҗитини тәстиқлиши тоғрисида тохталди

столтенберг иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән өткүзгән түнүгүнки телефон сөһбити тоғрисида учур һәмбәһрилиди.

2094098
столтенберг түркийәниң шиветсийәниң натоға әза болуш һөҗҗитини тәстиқлиши тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенберг түркийәниң шиветсийәниң натоға әза болушини тәстиқлишини қарши алидиғанлиқини вә шиветсийәниң иттипақдашқа айлиниши билән натониң техиму күчийидиғанлиқини оттуриға қойди.

столтенберг иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән өткүзгән түнүгүнки телефон сөһбити тоғрисида учур һәмбәһрилиди.

«түркийәниң шиветсийәниң натоға әза болушини тәстиқлишини қизғин қарши алғанлиқимни җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға билдүргәнликимдин хушалмән» дегән баш катип йенс столтенберг, түркийәниң йоллуқ бихәтәрлик әндишисиниң һәл қилинғанлиқини, шиветсийәниң иттипақдашқа айлиниши билән, шиветсийә, түркийә вә натониң техиму күчийидиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر