американиң сүрийәдин әскәр чекиндүридиғанлиқи илгири сүрүлди

америка таратқулири, 7-өктәбирдин кейин узун йиллардин буйан сүрийәдә әскәр турғузуп келиватқан американиң муһим ишлар рәт тәртипидә өзгириш болғанлиқини, бу сәвәбтин сүрийәдин чекинишниң пиланлиниватқанлиқини илгири сүрди.

2093471
американиң сүрийәдин әскәр чекиндүридиғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г билән мәшиқ қилдуруштин тартип қорал йардимигичә болған нурғун саһәләрдә қойуқ мунасивәт орнитип кәлгән вашингтон, нөвәттә қарар чиқириш өткилидә турмақта.

американиң даңлиқ нәшри әфкарлириниң бири болған «ташқи сийасәт» журнили, төт әмәлдарни асас қилған хәвиридә, вашингтонниң сүрийәдин чекинишни пиланлаватқанлиқини йазди.

хәвәрдә, американиң сүрийәдә тәхминән 900 әскириниң барлиқи, ақсарайниң сүрийәдики мәвҗутлуқини әһмийәтсиз, у йәргә мәбләғ селишни пайдисиз, дәп қараватқанлиқи илгири сүрүлди вә даешниң оттура шәрқтики әһвалиниң америкаға нисбәтән һәл қилғуч сәвәб икәнлики тәкитләнди.

хәвәрдә, 2014-йили даешниң ирақта һәр айда оттуричә тәхминән 850 қетим вәқә пәйда қилғанлиқи, 2023-йилиға кәлгәндә һәр ай оттуричә аран 9 қетим вәқә пәйда қиливатқанлиқи қәйт қилинди.

сүрийә вәзийитиниң ираққа қариғанда мурәккәп икәнликигә ишарәт қилинған хәвәрдә, американиң исраилийә-пәләстин җиддийчиликигә мунасивәтлик муһим ишлар тәртипидә өзгириш болуш мумкинчилики барлиқи оттуриға қойулди.

хәвәрдә, сүрийәдин чекинишниң қачан вә қандақ елип әмәлийләштүрүлидиғанлиқиниң ениқ әмәслики, әмма бу мәсилә тоғрисидики ички музакириләрниң давам қиливатқанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر