моңғулийәдә йүз бәргән партлашта қаза қилған вә йариланғанларниң барлиқи елан қилинди

моңғулийәниң пайтәхти уланбатурда суйуқландурулған тәбиий газ қачиланған май тошуғучи аптомобилда йүз бәргән партлашта қаза қилған вә йариланғанларниң барлиқи елан қилинди.

2093199
моңғулийәдә йүз бәргән партлашта қаза қилған вә йариланғанларниң барлиқи елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: моңғулийә пайтәхти уланбатурда 60 тонна суйуқландурулған тәбиий газ қачиланған йүк аптомобилида партлаш йүз бәргәндин кейин, әтрапта от апити йүз бәрди.

моңғулийә җиддий һаләтләргә тақабил туруш министирлиқи вәқәдә қаза қилған вә йариланғанларниң барлиқини елан қилди.

моңғулийә дөләтлик җиддий һаләтләргә тақабил туруш министирлиқи әтрәтлири вә бихәтәрлик қисимлири райондики қутқузуш хизмәтлирини давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر