һусийлар: американиң бир һәрбий парахотиға зәрбә бәрдуқ

йәмәндә иранниң қоллиши астидики һусийлар әдән боғузи вә бабулмәндәб боғузида, американиң бир һәрбий парахотиға зәрбә берип, икки сода парахотини қайтип кетишкә мәҗбур қилғанлиқини елан қилди.

2093078
һусийлар: американиң бир һәрбий парахотиға зәрбә бәрдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: йәмәндики һусийларниң армийә байанатчиси йәһйа сәри һәм ғәззәни қоллаш һәмдә америка вә әнглийәниң йәмәнгә қиливатқан һуҗумлириға җаваб қайтуруш мәқситидә, әдән боғузи билән бабулмәндәб боғузида, америка һәрбий парахотиға зәрбә бәргәнликлирини илгири сүрди.

у районда сода парахотлирини қоғдаватқан америка һәрбий парахотлири билән чиққан етишишларниң икки саәттин артуқ давамлашқанлиқини әскәртип: «америка һәрбий парахотидин биригә зәрбәр бәрдуқ, икки сода парахотини кәйнигә қайтишқа мәҗбур қилдуқ» деди.

у америка һәрбий парахотиға башқурулидиған бомбилар билән зәрбә берилгәнликини, һәрбий парахотлар башқурулидиған бомбиларни тосушқа урунған болсиму, әмма бәзи бомбиларниң нишанға дәл тәгкәнликини илгири сүрди.

у сөзидә, қизил деңизда һуҗумларниң давамлишидиғанлиқини қәйт қилди.

америка мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби-сентком (CENTCOM) һусийларниң шу йәр вақти 14.00 әтрапида әдән боғузида илгириләватқан амерка байриқи есилған сода йүк парахотиға қаритип үч данә башқурулидиған бомба атқанлиқини елан қилған иди.

сентком икки башқурулидиған бомбиниң «USS Gravely» һәрбий парахоти тәрипидин һавада пачақланғанлиқини, бириниң деңизға чүшкәнликини билдүргән иди.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики һусийлар 31-өктәбир (2023) дин тартип исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға җаваб қайтурушни сәвәб қилип, йәмән деңиз тәвәликидә исираилийә ширкәтлиригә четишлиқи барлиқини илгири сүргән сода парахотлирини мусадирә қилишни, бәзилиригә учқу вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилишни башлиған иди.

америка һәрбий қисимлири нурғун қетим йәмәндин етилған башқурулидиған бомба вә учқуларниң етип чүшүрүлгәнликини елан қилған иди.

дунйадики нурғун хәлқаралиқ деңиз тирансипорт ширкәтлири һусийларниң һуҗумлири сәвәбидин қизил деңиздики парахот қатнишини бикар қилди.

дунйа содисиниң тәхминә %12 и ақдеңизни қизил деңизға туташтуруп, йавропа билән асийа оттурисидики мусапини қисқартидиған сүвәйиш қанили арқилиқ әмәлгә ашиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر