21-қетимлиқ сүрийә йиғини қазақистанда өткүзүлди

қазақистанда өткүзүлгән 21-қетимлиқ «сүрийә» темилиқ астана йиғини, иккинчи күнигә қәдәм қойди.

2093306
21-қетимлиқ сүрийә йиғини қазақистанда өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистанда өткүзүлгән 21-қетимлиқ «сүрийә» темилиқ астана йиғиниға, түркийә, русийә, иран, дәмәшиқ һөкүмити вә сүрийә өктичилириниң һәйәтлири қатнашмақта. ийорданийә, ирақ вә ливан һәйәтлири йиғинға көзәткүчи салаһийитидә қатнашти. түркийә һәйити муавин баш министир әһмәт йилдиз башчилиқида қатнашти.

ахбаратқа йепиқ шәкилдә өткүзүлүватқан йиғинниң күнтәртипидә, сүрийәниң нөвәттики вәзийити вә сүрийәдә мәсилини кәң даиридә һәл қилиш үчүн көрситиливатқан тиришчанлиқлар бар.

йиғинда, сүрийәдә террорлуққа қарши күрәш, әсирләрни қойуп бериш, йоқап кәткән кишиләрни издәп, тепиш қатарлиқ ишәнчни ашуридиған тәдбирләр тоғрисидиму музакирәләр өткүзүлди.

һәйәтләр бүгүнки учришишлардин кейин, мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, ортақ хитабнамә елан қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر