киристерсон: әрдоғанниң тәстиқ һөҗҗитини имзалишини күтүватимиз

шиветсийә баш министири улф киристерсон түркийә ниң шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болушиға мунасивәтлик қанун лайиһәсини тәстиқлишиниң дөлитини натоға толуқ әза болушқа бир қәдәм йеқинлаштурғанлиқини билдүрди.

2092643
киристерсон: әрдоғанниң тәстиқ һөҗҗитини имзалишини күтүватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә баш министири улф киристерсон түркийә бүйүк милләт мәҗилиси (т б б м) шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болушиға мунасивәтлик қанун лайиһәсини тәстиқлиғандин кейин байанат берип, бу қәдәмниң дөлитини натоға толуқ әза болушқа бир қәдәм йеқинлаштурғанлиқини билдүрди.

улф киристерсон иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида учур һәмбәһриләп: «түркийә бүйүк милләт мәҗилисиниң бүгүн шиветсийәниң натоға әза болуш илтимасини тәстиқлиши кишини хушал қилидиған бир қәдәм.  әмди җумһур рәис (рәҗәп таййип) әрдоғанниң тәстиқ һөҗҗитини имзалишини күтүватимиз. шиветсийә натониң ишәнчлик, һәмкарлашқучи вә ирадилик әзаси болиду. террорлуққа қарши туруш күришимиз буниңдин кейинму түркийә билән қойуқ һәмкарлашқан һалда давамлишиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر