исираилийә икки ай уруш тохтитишни тәклип қилған

һамас исираилийәниң барлиқ әсирләрни қойуп бериш бәдилигә ғәззәдә икки ай уруш йохтитиш тәклипини, узун муддәтлик вә даимий уруш тохтитишни халайдиғанлиқини билдүрүп рәт қилди.

2092213
исираилийә икки ай уруш тохтитишни тәклип қилған

түркийә авази радийоси хәвири: америка «Axios» тор бети исираилийә әмәлдарлирини нәқил қилип, исираилийәниң һамасқа йеңи уруш тохтитиш тәклипи сунғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, тел авив һөкүмитиниң һамасниң қолидики әсирләрниң һәммисини қойуп бериш бәдилигә, ғәззәгә қаратқан һуҗумлирини икки ай тохтитишни тәклип қилғанлиқи билдүрүлди.

исираилийәниң ғәззәдә узун муддәтлик уруш тохтитишни өз ичигә алмиған тәклипини қатар вә мисир арқилиқ йәткүзгәнлики әскәртилгән хәвәрдә, пикир бирлики һасил қилинған әһвалда дәсләптә айаллар вә 60 йаштин йуқири болған әрләр, саламәтлик әһвали еғир болған әсирләрни қойуп бериш؛ кейинки қәдәмдә, айал әскәрләр, әскәр болмиған 60 йаштин төвән әрләрни қойуп бериш؛ ахирида исираилийәлик әскәр вә әсирләрниң җәсәтлирини тапшуруп беришниң пилан қилинидиғанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә, исираилийә билән һамасниң һәр бир исираилийәлик әсирниң бәдилигә қанчә пәләстинлик әсирни қойуп бериш үстидә келишим һасил қилинғандин кейин, қойуп берилидиған кишиләр үстидә бирму бир айрим музакирә өткүзүлидиғанлиқи билдүрүлди.

исираилийә даирилириниң байанатлириға асасланғанда, ғәззәдә 136 исираилийәлик әсир бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر