исираилийә һамасниң әсир алмаштуруш тәклипини рәт қилған

исираилийә баш министири нетанйаһу һамасниң әсир алмаштуруш тәклипини рәт қлғанлиқлирини билдүрүп: «урушни барлиқ сәпләр вә саһәләрдә давамлаштуруватимиз» деди.

2091622
исираилийә һамасниң әсир алмаштуруш тәклипини рәт қилған

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә баш министири нетанйаһу синлиқ байанат елан қилип, һазирғичә 110 әсирни қутқузғанлиқлирини вә барлиқ әсирләрни қутқузуш ирадилириниң қәтий икәнликини билдүрди.

у һамасниң әсирләрни қойуп бериш бәдилигә «урушни ахирлаштуруш вә исираилийә қисимлириниң ғәззәдин чекиниш» тәлипиниң барлиқини әскәртип, буни қобул қилған әһвалда «әскәрләрниң биһудә өлгән болидиғанлиқини, пуқралар бихәтәрликиниң капаләткә игә болмайдиғанлиқини вә йәнә бир <7-өктәбир> ниң йүз беришиниң вақит мәсилиси икәнлики» ни илгири сүрди.

у: «урушни барлиқ сәпләр вә саһәләрдә давамлаштуруватимиз. мәйли ғәззә, ливанда болсун, мәйли сүрийә йаки башқа йәрләрдә болсун, биз һечқандақ террористқа алаһидә имтийаз бәрмәймиз. ким бизгә зийан селишқа урунса, униңға зийан беримиз» деди.

2023-йили 24-нойабир ғәззәдики уруш төт күнлүк тохтитилған вә буниңға улап узартилған үч күнлүк «инсанпәрвәрлик нуқтисидин уруш тохтитиш» та, 81 исираилийәлик билән 240 пәләстинлик әсир қойуп берилгән иди.

һамасниң һәрбий қанити иззәддин әл қассам биригадилири «пәләстинликләргә вә мәсҗиди әқса қатарлиқ муқәддәс җайларға қилиниватқан һуҗумларға җаваб қайтуруш» мәқситидә, 7-өктәбир (2023) исираилийәгә қарши кәң көләмдә һуҗум қозғап, нурғун исираилийәликләрни әсир алған иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر