хақан фидан һамас сийасий бейруси башлиқи исмаил һәнийәниң зийартиини қобул қилди

ташқи ишлар министири хақан фидан пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикити һамасниң сийасий бейруси башлиқи исмаил һәнийәниң зийартиини қобул қилди.

2091270
хақан фидан һамас сийасий бейруси башлиқи исмаил һәнийәниң зийартиини қобул қилди
İsmail Heniyye.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи мәнбәлиридин игиләнгән учурларға асасланғанда, учришишта ғәззәдә уруш тохтитишни балдуррақ капаләткә игә қилиш мәсилиси музакирә қилинған.

буниңдин башқа йәнә, инсанпәрвәрлик йардәмләрниң ашурулиши үчүн ташлинидиған қәдәмләр көздин кәчүрүлди.

әсирләрниң қойуп берилиши вә мәңгүлүк тинчлиқ үчүн икки дөләтлик һәл қилиш җариси қатарлиқ темиларму музакирә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر