олаф шолз җо байдин билән көрүшти

германийә баш министири олаф шолз америка пирезиденти җо байдин билән телефонда көрүшти.

2089739
олаф шолз җо байдин билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министирлиқ мәһкимисиниң байанатида, шолзниң байдин билән украинаға йардәмләрниң давамлаштурулуши керәкликикини вә оттура шәрқ вәзийитини музакирәләшкәнлики билдүрүлди.

баш министир шолз вә пирезидент байдинниң русийәниң украинаға қаратқан һуҗумини әйибләш шундақла украинаға иқтисадий, һәрбий вә инсанпәрвәрлик йардәмләрни давамлаштуруш керәклики һәққидә пикир бирлики һасил қилғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, германийәниң бу йил (2024) украинаға 7милйард йавродин артуқ һәрбий әслиһә йардими қилидиғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر