радман: бизгә нисбәтән түркийә йавропа иттипақиниң асаслиқ шерики болушни давамлаштуриду

киродийәниң йавропа вә қошумчә ташқи ишлар министири гордан грлик радман, киродийәгә нисбәтән түркийәниң йавропа иттипақиниң асаслиқ шерики болушни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

2089463
радман: бизгә нисбәтән түркийә йавропа иттипақиниң асаслиқ шерики болушни давамлаштуриду

түркийә авази радийоси хәвири: грлик радман пайтәхт әнқәрәдики ташқи ишлар министирлиқи бинасида министир хақан фидан билән көрүшкәндин кейин өткүзүлгән қошман мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилди.

министир фидан билән түркийә-йавропа мунасивәтлири тоғрисидиму сөзләшкәнликлирини, түркийәниң йавропа иттипақиға кандидат дөләт икәнликини тилға алған радман: «бизгә нисбәтән түркийә (йавропа иттипақиға) кандидат (әза) дөләт болуп, йавропа иттипақиниң асаслиқ шерики болушни давамлаштуриду» деди.

грлик радман киродийәниң йавропа иттипақиниң түркийә билән бәрпачи сөһбәтләрни өткүзүши үчүн қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситиштин һәргиз баш тартмайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر