пәләстин қизилай җәмийити ғәззәдә җиддий қутқузуш аптомобили мулазимитини башлиди

пәләстин қизилай җәмийити аридин тәхминән икки ай өткәндин кейин, ғәззә райониниң шималида җиддий қутқузуш аптомобили вә җиддий қутқузуш мулазимитни қайтидин башлиғанлиқини елан қилди.

2088649
пәләстин қизилай җәмийити ғәззәдә җиддий қутқузуш аптомобили мулазимитини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин қизилай җәмийити бу һәқтә йазма байанат елан қилди.

байанатта, исраилийә қисимлириниң тәхминән икки ай илгири ғәззә җиддий қутқузуш аптомобили мәркизи вә қуддус дохтурханисини қоршивалғандин кейин, мәҗбурий тохтитилған җиддий қутқузуш аптомобили  вә җиддий қутқузуш мулазимәтлириниң қайтидин башланғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, тәхминән үч һәптә илгири исраилийә қисимлириниң җибалийәдики җиддий қутқузуш аптомобили мәркизигә қилған һуҗумида қизилай җәмийитигә тәвә қутқузуш аптомобиллириниң пүтүнләй ишләткили болмайдиған һалға кәлтүрүлгәнлики әскәртилип, җиддий қутқузуш аптомобиллири, җиддий қутқузуш мулазимәтлири вә җиддий қутқузуш органлириниң шималий ғәззә валий мәһкимисиниң қошумчә җиддий қутқузуш аптомобили билән тәминлиши сайисида қайтидин күчәйтилгәнлики билдүрүлди.

қизилай җәмийитиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, исраилийә қисимлири 7 - өктәбир (2023) дин буйан қизилай җәмийити әтрәтлирини 54 қетимлиқ һуҗум нишани қилған вә бу һуҗумларда сәккиз нәпәр қизилай җәмйити хадими қаза қилип, 29 нәпәр хадим йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر