коломбийә пирезиденти нетанийаһуниң ғәззәгә қаратқан кәң көләмлик қирғинчилиқини әйиблиди

коломбийә пирезиденти густав петро исраилийәниң ғәззәдики һуҗумида қаза қилған айаллар вә балилар һәққидә тохтилип: «нитанийаһуниң ғәззә хәлқигә қаратқан кәң көләмлик қирғинчилиқи биваситә бомбардиман қилиш арқилиқ елип берилди» деди.

2088717
коломбийә пирезиденти нетанийаһуниң ғәззәгә қаратқан кәң көләмлик қирғинчилиқини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: коломбийә пирезиденти петро екс (X) адресида бир аммиви тәшкилатниң: «ғәззәдә өлтүрүлгән айаллар вә балилар исраилийә билән һамас оттурисидики тоқунушта қалаймиқан чиқирилған оқниң арисида қалғанлардур» дегән байанатиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

петро йазмисида: «бу тоғра әмәс, пәләстиндә өлтүрүлгән балилар вә айалларниң җенидин айрилишидики сәвәб уларниң қалаймиқан чиқирилған оқниң арисида қалғанлиқи әмәс» деди.

петро ғәззәдә өлтүрүлгән айаллар вә балиларға җавабкар кишиниң дәл исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу икәнликини тәкитләп: «нетанийаһуниң ғәззә хәлқигә қаратқан кәң көләмлик қирғинчилиқи биваситә бомбардиман қилиш арқилиқ елип берилди» деди.

петро хәлқара җинайи ишлар соти (ICJ) ға исраилийәгә қарши сунулған ирқий қирғинчилиқ әрзи үчүн җәнубий африқаға мәдһийә оқуди.  

петро: «әгәр бүгүн нобел тинчлиқ мукапатиға лайақәтлик бирси бар дейилсә, бу дәл пәләстин хәлқигә қаратқан ирқий қирғинчилиқи йүзисидин нетанйаһу үстидин сотқа әрз сунған җәнубий африқа қанун гурупписи болуши керәк» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر