б д т комиссари: исраилийә ғәззә райониға йардәмләрниң киришигә тосқунлуқ қиливатиду

бирләшкән дөләтләр тәшкилати пәләстинлик панаһланғучиларға йардәм бериш оргини (UNRWA) ниң баш комиссари филип лаззарини исраилийәниң ғәззә райониға йардәмләрниң киришигә тосқунлуқ қиливатқанлиқини  билдүрди.

2088691
б д т комиссари: исраилийә ғәззә райониға йардәмләрниң киришигә тосқунлуқ қиливатиду

түркийә авази радийоси хәвири: филип лаззарини мисир һөкүмитигә йеқин «қаһирә әл ихбарийә» қанилиға бәргән байанатида, ғәззәниң вәзийити һәққидә тохталди.

б д т әмәлдари: «мисир тәрәп вәқә башланғандин буйан рәфаһ чегра еғизини бир күнму тақап бақмиди. ғәззә райониға йардәмләрниң йәткүзүлишигә тосқунлуқ қиливатқан вә мәсилә чиқириватқан тәрәп (исраилийә)  иҗра қиливатқан бәлгилимиләрдур» деди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати пәләстинлик панаһланғучиларға йардәм бериш оргини (UNRWA) ниң баш комиссари филип лаззарини исраилийәниң (айал , кичик бала айрип олтурмастин қиливатқан) қалаймиқан һуҗумлири тәрәпкә һәмминиң диққитини тартип: «дунйа исраилийә өлүм машинисиниң бигунаһларни қирғин қилишиниң гуваһчиси болди» деди.

һамасниң һәрбий қанити қассам биригадилири 7 - өктәбир (2023) дә исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилған вә буниңға қарита исраилийә қисимлириму уруш айропилани билән ғәззә районини вәһшийләрчә бомбардиман қилип, «төмүр қилич һәрикити» ни башлиғанлиқини җакарлиған иди.

күнсери кәскинләшкән тоқунушларда тәхминән 24 миң пәләстинлик өлтүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر