америка-хитай һәрбий сөһбәтлири қайтидин башланди

2022-йили үзүлүп қалған америка-хитай һәрбий сөһбәтлири қайтидин башланди.

2086674
америка-хитай һәрбий сөһбәтлири қайтидин башланди

түркийә авази радийоси хәвири: америка вә хитай дөләт мудапиә министирлиқлири байанат елан қилип, 17-нөвәтлки америка-хитай мудапиә сийаситини маслаштуруш сөһбәтлириниң 8-, 9-йанвар күнлири вашингтонда өткүзүлгәнликини уқтурди.

сөһбәткә америка вәкилләр өмикигә американиң хитай, тәйвән вә моңғулийәгә мунасивәтлик мәсилиләргә мәсул муавин мудапиә министири майкил чейс, хитай вәкилләр өмикигә хитай мәркизий һәрбий ишлар комитетиниң хәлқара һәрбий һәмкарлиқ бөлүми муавин мудири майор генерал суң йәнчав рийасәтчилик қилди.

америка дөләт мудапиә министирлиқи — пентагонниң бу һәқтики байанатиға қариғанда, муавин министир чейс, «америка билән хитай оттурисидики риқабәтниң тоқунушқа айлинип кетишиниң алдини елиш үчүн, һәрбий алақә йоллирини очуқ тутуш керәк»ликини оттуриға қойған.

чейс һинди-тинч окйан районидики мәшғулат бихәтәрликиниң муһимлиқини тилға елип: «америка хәлқара қанун йол қойған һәммила йәрдә һәрикәт қилиш, учуш вә йәлкән ечишни давамлаштуриду» дегән вә американиң һинди-тинч окйан райони вә дунйа миқйасидики иттипақдашлириға бәргән вәдисидә чиң туридиғанлиқини қайта тәкитлигән.

американиң хитайниң җәнубий деңизда қанунлуқ һәрикәт қиливатқан филиппин парахотлириға паракәндичилик салғанлиқидин биарам болғанлиқини билдүргән чейс, очуқ деңизлардики деңиз қатниши бихәтәрликигә хәлқара қанун бойичә капаләтлик қилишниң муһимлиқини тәкитлигән.

америка тәрәп тәйвән мәсилисидә «бир хитай» пиринсипиға әмәл қилидиғанлиқини муәййәнләштүргән шундақла тәйвән боғузиниң тинчлиқи вә муқимлиқини қоғдашниң муһимлиқини әскәрткән.

сөһбәтләр җәрйанида, тәрәпләр дунйа вә район бихәтәрликигә мунасивәтлик мәсилиләр һәққидиму пикир алмаштурған болуп, бу даиридә, русийә-украина уруши вә шималий корейәниң башқурулидиған бомба синиқи кәлтүрүп чиқарған бихәтәрлик әндишиси қатарлиқларму оттуриға қойулған.

икки тәрәп оттурисидики һәрбий сөһбәтләр 2022-йили америка авам палатасиниң әйни вақиттики башлиқи нәнси пелосиниң тәйвәнгә қилған зийарити сәвәбидин үзүлүп қалғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر