қизил деңизда һусийларниң башқурулидиған бомбилири пачақлап ташланди

америка һәрбий парахоти йәмәндики һусийларниң қизил деңиздин қойуп бәргән 24 башқурулидиған бомбиси вә учқулирини етип чүшүрди.

2086770
қизил деңизда һусийларниң башқурулидиған бомбилири пачақлап ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: с н н нам-шәрипини ашкарилашни халимиған дөләт мудапиә министирлиқи (пентагон) ниң бир әмәлдариниң сөзлири нәқил қилған хәвиридә, «һусийларниң һуҗумида америка һәрбий парахотиниң һечқандақ зийанға учримиғанлиқи» ни, 20 дөләтниң қатнишиши билән тәшкилләнгән «рәфаһни муһапизәт қилиш һәрикити» намидики һәрбий қисимға, американиң үч һәрбий парахот билән иштирак қилғанлиқини билдүрди.

хәвәрдә, һусийларниң қизил деңиздин қойуп бәргән 24 башқурулидиған бомба вә учқулириниң етип чүшүрүлгәнлики қәйт қилинди.

йавропа-һиндистан-йирақ шәрқ сода йоли үстидә болуши сәвәбидин муһим орунға игә болған қизил деңиз, ғәззә урушиниң кеңийип кетиш әндишәсини пәйда қилмақта.

америка дөләт мудапиә минстирлиқи 6-декабир (2023) йәмәндики һусий күчлириниң қизил деңиздики сода парахотлириға қиливатқан һуҗумлири сәвәблик хәлқаралиқ «деңиз һәрбий күчи» қуруш үчүн музакирәләрниң өткүзүлгәнликини билдүргән иди.

18-декабир (2023) «рәфаһни муһапизәт қилиш һәрбий һәрикити» намида көп дөләт қисимлиридин тәркип тапқан һәрбий қисимниң қурулғанлиқи елан қилинған иди.

хәлқаралиқ ширкәтләр, һусийларниң қизил деңиздики күнсери көпийиватқан һуҗумлири сәвәбидин қизил деңиз қатнишини тохтатқанлиқлирини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر