исраилийәдә бенйамин нетанйаһуни қоллаш нисбити %15 гә чүшүп қалди

исраилийәдә ғәззәгә қаритилған һуҗумлар ахирлашқандин кейинки мәзгилдә баш министир бенйамин нетанйаһуниң вәзиписни давамлаштуришини халайдиғанларниң нисбити %15 гә чүшүп қалғанлиқи ашкариланди.

2083462
исраилийәдә бенйамин нетанйаһуни қоллаш нисбити %15 гә чүшүп қалди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә демократийә институти тәрипидин елип берилған тәкшүрүштә, ихтийарий талланған 756 исраилийәликтин ғәззә районидики һуҗумлар ахирлашқандин кейинки мәзгилдә кимни баш министир сүпитидә көрүшни халайдиғанлиқи соралди.

қатнашқучиларниң аран %15 и нетанйаһуниң уруштин кейинму вәзиписини давамлаштурушини қоллиған болса, %23 и уруш кабинети әзаси бенний гантизни баш министир сүпитидә көрүшни халайдиғанлиқини билдүрди.

исраилийә 13 телевизийә қанили 29 - декабирда 700 қатнашқучи билән елип берилған рай синаш нәтиҗисидә, әгәр сайлам өткүзүлсә нетанйаһуниң партийәси ликудниң парламентта аран 16 орундуққа еришәләйдиғанлиқини ашкарилиди.

120 орундуқлуқ исраилийә парламентида ликуд партийәсиниң һазир 32 орундуқи бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر