иранниң кесәк алтун дөләтлири иттипақиға әзалиқи рәсмий башланди
иранниң кесәк алтун дөләтлири (биразилийә, росийә, һиндистан, хитай вә җәнубий африқа) ға әзалиқи түнүгүн рәсмий башланди.
2083071
түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси насир кәнани пайтәхт теһранда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида иранниң илгири имзаланған келишим даирисидә кесәк алтун дөләтлириниң әзасилиқиға қобул қилинғанлиқини вә рәсмий әзалиқиниң 2024-йили 1-йанвардин етибарән башланғанлиқини билдүрди.
кәнани кесәк алтун дөләтлириниң йеңи әзаларниң қатнишиши билән хәлқара тәңлимидә йеңи бир әһмийәткә игә болғанлиқини илгири сүрүп, иранниң көп тәрәплимиликкә вә бу рамка ичидики пурсәтләргә әһмийәт беридиғанлиқини ейтти.