байдин сүрийә вә ирақ тоғрисида америка кеңәш палатасиға мәктуп йоллиди

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин йеқинқи мәзгилләрдә ирақ вә сүрийәдики америка базилириға қилинған һуҗумларға «хәлқара қанун рамкиси ичидә» инкас қайтурулғанлиқини билдүрди.

2081807
байдин сүрийә вә ирақ тоғрисида америка кеңәш палатасиға мәктуп йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин йеқинқи мәзгилләрдә ирақ вә сүрийәдики америка базилириға қилинған һуҗумларға «хәлқара қанун рамкиси ичидә» инкас қаийтурулғанлиқини, зөрүр тепилғанда, техиму илгириләп қәдәмләрни ташлашқа тәййар икәнликлирини билдүрди.

америка пирезиденти җо байдин авам палата вә кеңәш палата рәһбәрлиригә мәктуп йоллиди؛ йеқииндин буйан иранға четишлиқ гуруппиларниң сүрийәдики америка базилириға һуҗум қилишни күчәйткәнликини әскәрткән байдин, сөзини давамлаштуруп: «америка бу һуҗумларға хәлқара қанунлар бойичә, шундақла бирләшкән дөләтләр тәшкилати низамнамисиниң 51-маддисида көрситилгән өзини қоғдаш һоқуқиға асасән, мувапиқ усулда инкас инкас қайтурди. америка зөрүр тепилғанда, тәһдит вә һуҗумларға техиму илгирилигән һалда тақабил туриду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر