иранлиқлар өмрәгә баралайду

теһран билән рийад оттурисида дипломатик мунасивәтләр қайтидин орнитилиши билән тәң иранлиқлар аридин сәккиз йил өткәндин кейин, тунҗи қетим сәуди әрәбистанға өмрәгә баралайдиған болди.

2076511
иранлиқлар өмрәгә баралайду

түркийә авази радийоси хәвири: иран пуқралири 19-декабирдин башлап сәуди әрәбистанға қәрәллик сайаһәт қилишни башлайду.

иран фарс хәвәр агентлиқи ирандики 10 айродурумдин учидиған айропиланларниң өмрәгә баридиған иранлиқларни елип мәккә шәһиригә қатнайдиғанлиқини уқтурди.

2016-йилдин буйан иранлиқлар һәҗ үчүн сәуди әрәбистанға баралайтти. иранлиқлар әмди һәрқандақ вақитта өмрәгә баралайду.

иран билән сәуди әрәбистан оттурисидики дипломатик мунасивәтләр 2016-йили рийадниң шиә мәзһипидики бир диний алимға өлүм җазаси иҗра қилишидин кейин, сәуди әрәбистанниң теһран әлчиханисиниң һуҗумға учриши сәвәбидин үзүлүп қалғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر