зеленский америкада зийарәттә болмақта

русийә украинаға қарши ишғал қилиш урушини башлиған 14-феврал (2022) дин буйан америка пайтәхти вашингтонни үч қетим зийарәт қилған пирезидент володимир зеленский, ақсарайда пирезидент җо байдин билән көрүшти.

2076006
зеленский америкада зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти володимир зеленский ақсарайда пирезидент җо байдин билән көрүшти.

америка пирезиденти җо байдин зеленский билән көрүшүштин илгири украина үчүн конгрәдин тәләп қилған, әмма җумһурийәтчиләр һазирғичә қобул қилмиған 61 милйард долларлиқ йардәм лайиһәси үстидә тохталди.

у: «лайиһәниң қобул қилинмаслиқи, русийә пирезиденти путин үчүн <рождества совғити> болиду» деди.

җумһурийәтчиләр көчмәнләр сийаситиға өзгәртиш киргүзүш, җәнубий чеграларниң бихәтәрликини күчәйтиш қатарлиқ тәләпләр билән, мәзкур йардәм лайиһәсини қобул қилишни кечиктүрмәктә.

пирезидент зеленский америка вә униң иттипақдашлириға украинани қоллиғанлиқи үчүн тәшәккүр ейтип, русийәгә қарши урушта ғәлибә қилидиғанлиқлирини тәкитлди.

у украинаниң һава қалқан системилирини күчәйтиш үмидини оттуриға қойди.

2022-йили 14-феврал русийә пирезиденти владимир путинниң украинани ишғал қилиш пәрманини чүшүрүши билән украина-русийә уруши рәсмий партлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر