испанийә башчилиқида төт баш министир чарлез мишелға ғәззә һәққидә бирләшмә мәктуп йоллиди

испанийә, белгийә, иреландийә вә малта баш министирлири йавропа иттипақи кеңиши рәиси чарлез мишелғағәззә һәққидә бирләшмә мәктуп йоллиди.

2074835
испанийә башчилиқида төт баш министир чарлез мишелға ғәззә һәққидә бирләшмә мәктуп йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: испанийә, белгийә, иреландийә вә малта баш министирлири йавропа иттипақи кеңиши рәиси чарлез мишелға мәктуп йоллап, йавропа кеңиши башлиқлар йиғинида исраилийәниң бомбардиманчилиқи астидики ғәззәниң вәзийитигә қарита ениқ позитсийә билдүрүшни тәләп қилди.

испанийә баш министирлиқи мәнбәлириниң байанатиға асасланғанда, баш министир педро санчез, белгийә баш министири александер де кро, иреландийә баш министири лео варадкар вә малта баш министири роберт абела йавропа иттипақи кеңишиниң рәиси мишелға бирләшмә мәктуп йоллиған.

мәктупта, 14 – декабирдин 15 - декабирғичә бирйусселда өткүзүлидиған йавропа иттипақи кеңиши башлиқлар йиғинида, ғәззә вәзийити вә икки дөләтлик һәл қилиш чариси һәққидә ениқ позитсийә билдүрүшкә алақидар музакирәләрниң  күнтәртипкә киргүзүлүши тәләп қилинди.

төт баш министир исраилийәниң һамасниң 7 - өктәбирдики террорлуқ һуҗумини әйибләп, хәлқара қанунға мас һалда өзини қоғдиса болидиғанлиқини қайта тәкитлиди һәмдә йәнә, узун муддәтлик уруш тохтитиш, ғәззәдики пуқраларни қоғдаш вә инсанпәрвәрлик йардәмләрниң тосалғусиз йәткүзүлүшигә капаләтлик қилиш үчүн йавропа иттипақиниң ортақ қарар чиқириши керәкликини оттуриға қойди.

һамасниң һәрбий қанити қассам биригадилири 7- өктәбирдә исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилған, буниңға қарита исраилийә қисимлири уруш айропиланлири билән ғәззә районини бомбардиман қилип, «төмүр қилич һәрикити»ни башлиғанлиқини җакарлиған иди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунушларда, көпинчиси кичик балилар болуп, 17 миңдин артуқ пәләстинлик җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر