украина русийәниң 41 данә учқусини пачақлап ташлиди

украинаниң 4-декабир кечә русийәниң «шаһед» намлиқ 41 данә учқусини пачақлап ташлиғанлиқи, түнүгүн кечә (5-декабир) болса, бир данә «Su-24M » типлиқ айропиланни етип чүшүргәнлики билдүрүлди.

2073174
украина русийәниң 41 данә учқусини пачақлап ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: украина һава армийә қоманданлиқ иштаби русийәниң учқулириниң пачақлап ташланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, русийә армийәсиниң украина земиниға қиримдин вә русийәниң курск районидин учқулар билән һуҗум қилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, русийәниң 48 данә учқу билән һуҗум қилғанлиқи, украина һава мудапиә қисимлириниң булардин 41 данәсини пачақлап ташлиғанлиқи қәйт қилинди.

украина һава армийә қомандани николай олешчук иҗтимаий таратқу адресида түнүгүн қара деңиздики йилан арили әтрапида бир данә «Su-30SM» айропиланиниң қоғдиши астида, одесса райониниң җәнубиға башқурулидиған бомба етиштин башқа, бомбардиман қилмақчи болған «Su-24M » типлиқ айропиланниң етип чүшүрүлгәнликини билдүрди.

украина пирезденти володимир зеленскийму иҗтимаий таратқу адресида байанат елан қилип, русийә айропиланиниң етип чүшүрүлүши мунасивити билән һава мудапиә қисимлириға тәшәккүр ейтти.

у: «русийә айропилани одесса районини бомбардиман қилиш үчүн учувататти. одесса районида һава мудапиәмизни аста-аста, әмма көрүнәрлик дәриҗидә күчәйтиватимиз. буниңда мувәппәқийәт қазинишимизға йардәм қилған барлиқ дөләтләргә рәһмәт ейтимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر