һерзи һалеви: ғәззәдики йәр асти тонелларға су қойуп бериш йахши пикир

исраилийә армийә баш иштаб башлиқи һерзи һалеви ғәззә районидики һамасниң йәр асти тонеллириға деңиз сүйи қойуп беришниң йахши пикир икәнликини билдүрди.

2073030
һерзи һалеви: ғәззәдики йәр асти тонелларға су қойуп бериш йахши пикир

түркийә авази радийоси хәвири: һалеви исраилийә армийәси қуруқлуқ һәрикитини кеңәйтишкә урунуватқан ғәззә районини зийарәт қилиш җәрйанида байанат елан қилди.

американиң «вол стрет журнал» гезити, «исраилийә армийәси һамасниң йәр асти тонеллириға деңиз сүйи қойуп бериду» дегән хәвәрләргә мунасивәтлик анализида, һалевиниң: «йәр асти тонеллиридин пайдилинишниң алдини елиш үчүн барлиқ чарәләр үстидә музакирә қиливатимиз. тонелларни су билән толдуруш йахши пикир. һазирчә бу һәқтә ениқ бер нәрсә дейәлмәймән» дегәнлики билдүрүлди.

исраилийә армийә баш иштаб башлиқи һерзи һалеви ғәззәдә бирдин көп йәр асти тонелларни көргәнликини вә һамасниң бу тонеллардин пайдилинишниң алдини елиш үчүн партлитиш, тиндуруш қатарлиқ усулларни өз ичигә алған охшимиған чарәләрниң барлиқини» билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر