G7 рәһбәрләр йиғини йапонийәниң саһибханлиқида өткүзүлиду

дунйада иқтисадий әң тәрәққий қилған йәттә дөләт (америка, әнглийә, канада, фирансийә, германийә, италийә вә йапонийә) тин тәшкил тапқан G7 дөләт гуруһи рәһбәрлири йиғини, йапонийәниң саһибханлиқида өткүзүлиду.

2073073
G7 рәһбәрләр йиғини йапонийәниң саһибханлиқида өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә ички кабентиниң баш катипи матсуно хироказу ахбарат елан қилиш йиғинида, йапонийә баш вәзири кишида фумийониң бүгүн (6-декабир) торда G7 дөләт гуруһи рәһбәрлири йиғиниға рийасәтчилик қилидиғанлиқини билдүрди.

у G7 дөләт гуруһи рәһбәрлириниң, «русийәниң украинаға 2022-йили 14-февралдин тартип қиливатқан һуҗумлири, икки айдин буйан давамлишиватқан исираилийә-һамас уруши вә сүний әқилни өз ичигә алған охшимиған мәсилиләр» ни музакирә қилидиғанлиқини қәйт қилди.

у йәнә, украина пирезиденти володимир зеленскийниң G7 тор йиғиниға қатнишишиниң пилан қилинғанлиқиниму билдүрди.

италийә 2024-йили G7 нөвәтчи рәисликини йапонийәдин өткүзүвалиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر