җек сулливан: «сода парахотлириға қилинған һуҗумға иран җавабкар»

америка қизил деңиздики сода парахотлириға қилинған һуҗумға иранниң җавабкар икәнликини илгири сүрди.

2072584
җек сулливан: «сода парахотлириға қилинған һуҗумға иран җавабкар»

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси җек сулливан ақсарайда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида соалларға җаваб бәрди.

американиң йеңи һуҗумларниң алдини елиш мәқситидә, «деңиз хизмәт әтрити» қуруп чиқиш үчүн башқа дөләтләр билән көрүшкәнликини билдүрүп: «музакирәлишип мувапиқ қәдәмләрни ташлаймиз һәмдә буни өзимиз таллиған бир вақит вә орунда қилимиз» деди.

у қизил деңизниң җәнубидики америка деңиз армийиәсиниң қоғлиғучи парахоти «USS Carney» ниң сода парахотлириниң йардәм чақириқиға җаваб қайтуруш җәрйанида, өзигә қарап келиватқан үч учқуни етип чүшүргәнлики һәққидиму тохталди вә еһтийатчанлиқ билән һәрикәт қиливатқанлиқлирини билдүрди.

җек сулливан қизил деңиздики сода парахотлириға қилинған һуҗумға, «ахирқи җавабкар» ниң иран икәнликини илгири сүрди.

америка мәркизий қоманданлиқ иштаби (CENTCOM) алдинқи күни, қизил деңизниң җәнубидики хәлқара деңиз тәвәликидә үч сода парахотиға төт қетим һуҗум қилинғанлиқини елан қилған иди.

байанатта, америка деңиз армийәсиниң қоғлиғучи парахоти «USS Carney» ниң сода парахотиниң йардәм чақириқиға җаваб қайтурғанлиқи вә қоғлиғучи парахотниң өзигә қарап кәлгән үч учқуни етип чүшүргәнлики билдүрүлгән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر