столтенберг: шум хәвәрләрни аңлашқиму идийә җәһәттә тәййарлиқ қилиш керәк

нато баш катипи столтенберг украина-русийә урушида шум хәвәрләрниму аңлашқа идийә җәһәттә тәййарлиқ қилиш вә украинани қоллаш керәкликини ейтти.

2072210
столтенберг: шум хәвәрләрни аңлашқиму идийә җәһәттә тәййарлиқ қилиш керәк

түркийә авази радийоси хәвири: нато баш катипи столтенберг германийәниң а р д (ARD) телевизийәсиниң «йавропа магазин» намлиқ пирограммисида, «украинада шум хәвәрләрни аңлашқиму идийәдә тәййарлиқ қилиш керәк. уруш қәдәм басқучлуқ һалда илгириләйду, әмма йахши вә йаман күнләрдә украинани қоллишимиз керәк» деди.

у йәнә, украина-русийә урушиниң бир һалсизландуруш вә арқа сәп уруши икәнликини әскәртип, «алдинқи сәптики һәқиқий әһвал тоғрисида һечнимә дегили болмайду, чүнки урушниң тәбиити бойичә алдин пәрәз қилғили болмайду. биз билидиған бир иш бар, у болсиму украинани қанчилик көп қоллисақ, уруш шунчилик тез ахирлишиду» деди.

у русийәниң урушта ғәлибә қилишиниң украина үчүн тирагедийә болидиғанлиқини, шундақла охшаш вақитта ғәрб үчүнму хәтәрлик икәнликини билиш керәкликини тәкитләп: «украинаниң ғәлибә қилишини капаләткә игә қилиш, бизниң мәнпәәтимиз үчүн пайдилиқ» деди.

у музакирә қилиш керәк болған мәсилиләрниң бириниң, йавропа мудапиә санаитиниң парчилиниши икәнликини билдүрүп, сөзлирини төвәндикидәк давамлаштурди:

«биз тегишлик дәриҗидә йеқиндин һәмкарлишалмайватимиз, һазирчә һечкимни әйибләшни халимаймән. әмма, мениңчә буниң санаәтниң мәнпәәтигә, ишқа орунлаштурушқа мунасивәтлик икәнликини билишимиз керәк. мән бизни йәнила хәтәрлик әһвалда қойған миллий тар даирилик көз қарашни асас қилған мәнпәәт үстидин ғалип келип, йирақни көрүшимиз керәк дәп ойлаймән. оқ-дориға болған тәләпниң ешишиниң, баһани өрлитишиниң алдини елишимиз керәк. биз техиму көп тәминләшкә моһтаҗмиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر